сииртта 3 террорчи бир тәрәп қилинди

сиирт вилайитиниң пәрвари наһийәси қишлақлирида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 3 террорчи бир тәрәп қилинди.

1887968
сииртта 3 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, «әрән қамал қилиш – 3 қиш шеһит қораллиқ сақчи исмаил җан әқдеңиз» һәрбий һәрикити давамида, түнүгүн сиирт вилайитиниң пәрвари наһийәси қишлақлирида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 3 террорчиниң қорал – йарағлири билән бирликтә бир тәрәп қилинғанлиқи, һәрбий һәрикәтниң үзлүксиз давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.

дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта болса, ирақниң шималидики мәтина районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси йәнә 2 террорчиниңму түркийә қисимлири тәрипидин бир тәрәп қилинғанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «терроризмға қарши  күришимиз әң ахирқи террорчи бир тәрәп қилинғанға қәдәр қәтий ирадә билән кәскин давамлишиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر