түркийә һәйити ливийәгә йетип барди

һәрқайси министирлардин тәшкил тапқан йуқири дәриҗилик түркийә һәйити ливийәгә йетип барди.

1887701
түркийә һәйити ливийәгә йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз, дөләт мудапиә министири хулуси ақар, сода министири мәһмәт муш, җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун вә җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси баш әлчи ибраһим қалин қатарлиқлардин тәшкил тапқан түркийә һәйити, бир күнлүк дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн ливийәниң пайтәхти траблусқа йетип барди.

һәйәтниң, ливийә пирезидент мәһкимисиниң рәиси йунус әлмәнфи, пирезидент мәһкимисиниң муавин рәислири абдуллаһ әллафи вә муса әлкәвни, ливийә миллий бирлик һөкүмити баш министири абдулһамид дибәйбә вә ливийә дөләтлик  алий кеңишиниң рәиси халид әлмишри қатарлиқлар билән бир йәргә җәм болуши, һәмдә һәйәт әзалириниң кәспдашлири билән айрим – айрим учришишларни елип бериши күтүлмәктә.

зийарәт әснасида, ливийәдә дәрһал сайлам өткүзүлүши, бу даиридә еһтийаҗлиқ болған қануний ул әслиһә хизмәтлириниң дәрһал ишлиниши, икки тәрәп мунасивәтлири вә 2019-йили ливийә билән имзаланған бихәтәрлик вә һәрбий һәмкарлиқ, ақдеңиздиниң деңиз тәвәлики һоқуқ даирисини тарайтиш келишим лайиһәси даирисидә давамлаштурулуватқан һәмкарлиқ қатарлиқ мәсилиләрниң музакирә қилиниши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر