бир әскәр шеһит болди, 23 террорчи уҗуқтурулди

ирақниң шималидики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к ға қарши елип бериливатқан зәрбә бериш һәрикити җәрйанида бир әскәр шеһит болди.

1887277
бир әскәр шеһит болди, 23 террорчи уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи, түнүгүн <пәнчә-клит> һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к террорчилириниң оқи тегип йариланғандин кейин балнистқа елинған бир әскәрниң давалаш үнүм бәрмәй шеһит болғанлиқини уқтурди.

мудапиә министирлиқи, ирақниң шималидики чеграниң 140 километир йирақлиқиға җайлашқан асос районида елип берилған һавадин зәрбә бериш һәрикитидә – дәсләпки ениқлашларға қариғанда – 23 п к к террорчисиниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.

йәнә бир тәрәптин, п к к ға қарши елип бериливатқан ширнақтики «әрән муһасирә <күз – қиш>» намлиқ зәрбә бериш һәрикәтлири җәрйанида икки террорчи бир тәрәп қилинди.

ички ишлар министири сүләйман сойлу ширнақтики һәрбий базида, ахирлашқан әтийаз – йаз пәсиллик зәрбә бериш һәрикәтлири тоғрисида мәлумат берип, мәзкур һәрикәтләрдә 98 террорчиниң уҗуқтурулғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر