түркийә украина вә русийә оғутлирини хәлқара базарға йәткүзүш үчүн тиришмақта

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу украина вә русийә оғутлирини барлиқ еһтийаҗлиқ һес қилған дөләтләргә йәткүзүш тоғрисида тиришчанлиқ көрситиватқанлиқлирини ейтти.

1886849
түркийә украина вә русийә оғутлирини хәлқара базарға йәткүзүш үчүн тиришмақта

түркийә авази радийоси хәвири:ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу денизлидә (деңизли) һәр қайси иҗтимаий тәшкилатларниң рәһбәрлири билән көрүшти вә ташқи сийасәттики өзгиришләр тоғрисида мәлумат бәрди.

у түркийәниң дунйадики һәр қайси җайларда тәңпуң ташқи сийасәт йүргүзүватқанлиқини, болупму йемәк-ичмәк киризисидә муһим рол ойниғанлиқини؛ буни өткән һәптидики б д т омумий кеңиши йиғинида көргәнликлирини тәкитлиди.

у: «ашлиқ йөткәш келишими, бизниң икки тәрәп билән болған тәңпуң вә йахши мунасивәтлиримизниң нәтиҗиси һесаблиниду. наһайити әпсуски б д т вә башқа хәлқаралиқ тәшкилатлар өз алдиға буларни әмәлгә ашуралайдиған күчкә игә әмәс» деди.

у түркийәниң йеқинда украина билән русийәниң өзара әсир алмаштурушиниң әмәлгә ешишиға күч чиқарғанлиқлирини хатирилитип: «әмди болса, пүткүл дунйа еһтийаҗлиқ болған оғутларни, һәм русийә һәмдә украина оғутлирини хәлқара базарларға вә еһтийаҗлиқ болған дөләтләргә йәткүзүштә тиришчанлиқ көрситиватимиз» деди.

у түркийәниң хәлқаралиқ түзүмдә җуһмур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә ойниған роли нәтиҗисидә, гепи өтидиған, мәсилиләрниң һәл қилинишиға һәссә қошидиған вә һәр қандақ мәсилә көрүлгәндә «түркийәниң пайдиси болиду» дейилидиған бир дөләткә айланғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر