нурәттин нәбати шаһзадә муһәммәд бин сәлман билән көрүшти

хәзинә вә малийә министири нурәттин нәбати сәуди әрәбистан тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин сәлман билән көрүшти.

1884128
нурәттин нәбати шаһзадә муһәммәд бин сәлман билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: игиләнгән учурларға асасланғанда, шаһзадә салман билән министир нәбатиниң җиддәдики әл-салам сарийида өткүзүлгән учришишға, җумһур рәислик мәһкимисиниң байанатчиси ибраһим калинму қатнашқан.

хәзинә вә малийә министирлиқи мәнбәлири тәрипидинму җәзмләштүрүлгән учришишта, түркийә билән сәуди әрәбистан оттурисидики өзара мунасивәтләр музакирә қилинған.

йеқиндин буйан  сәуди әрәбистан билән болған мунасивәтләр қайтидин җанлиниватқан болуп, җумһур рәис әрдоған апрелда (2022) сәуди әрәбистанда зийарәттә болған вә сәуди әрәбистан  тәхт вариси салманму ийун ейида түркийәдә зийарәттә болған иди. әйни вақитта, җумһур рәислик мәһкимисидә сарийида өткүзүлгән учришиштин кейин елан қилинған бирләшмә байанатта, икки дөләт оттурисидики өзара содини тәрәққий қилдуруш вә көп хиллаштуруш, икки дөләт оттурисидики өзара содиға қолайлиқ йаритиш вә қийинчилиқларни һәл қилиш, һөкүмәт вә хусусий тармақларниң алақисини ашуруш, икки дөләт мәбләғ селиш пурсити үстидә издиниш вә уларни һәрқайси саһәдики конкрет һәмкарлиққа айландуруш мәсилилири музакирә қилинғанлиқи билдүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر