«пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида 7 террорчи бир тәрәп қилинди

ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 7 террорчи бир тәрәп қилинди.

1883941
«пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида 7 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «шеһидимизниң қенини йәрдә қалдурмидуқ вә қалдурмаймиз. ирақниң шималидики ‹пәнҗә – қулуп› һәрбий һәрикити районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 7 террорчи,  қәһриман қисимлиримиз тәрипидин бир тәрәп қилинди.»

ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида, бир әскәр шеһит болғаниди.

дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида, пийадә әскәр лейтенант сәркан әрқушниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуплири билән түркийә қисимлири оттурисида йүз бәргән тоқунушта шеһит болғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилгәниди: «бизни чоңқур азаб вә қайғуға ташлиған бу вәқәдә һайатидин айрилған шеһидимизгә аллаһтин рәһмәт тиләймиз, униң мусибәтлик аилисигә, түркийә армийәсигә вә әзиз хәлқимизгә тәзийә билдүримиз һәм сәвр - тақәт тиләймиз.»

дөләт мудапиә министири хулуси ақарму, тәзийә байанати елан қилип, шеһит әскәр әрқушқа аллаһ тааладин рәһмәт тилигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر