түркийә йапонийә билән җәнубий корейәгә тәзийә билдүрди

түркийә, йеқиндин деңиз борининиң еғир талапәтлирини баштин кәчүрүватқан йапонийә билән җәнубий корейәгә тәзийә билдүрди.

1882315
түркийә йапонийә билән җәнубий корейәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, әнқәрәниң йеқинқи күнләрдә йапонийә билән җәнубий корейә җумһурийитигә еғир тәсиргә көрсәткән деңиз боранлириниң адәм өлүш, йарилиниш әһваллирини кәлтүрүп чиқарғанлиқи, нәччә милйон инсанниң өй - маканлиридин айрилип қалғанлиқи тоғрисидики хәвәләрдин қайғуруш ичидә вақип болғанлиқиға ишарәт қилип өтти.

байанатта, «һайатидин айрилғанларниң аилә – тавабииатлири, дост йапонийә вә җәнубий корейә җумһурийити хәлқигә сәмимий тәзийә билдүримиз, йаридарларға тез шипалиқлар тиләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

мәзкур икки дөләттә мушу ай ичидә йүз бәргән деңиз борини сәвәбидин адәм  өлүш вә йарилиниш әһваллири көрүлгәниди.

әң йеңи санлиқ мәлуматларға қариғанда, җәнубий корейәдә йүз бәргә хиннамнор деңиз борида кәм дегәндә 10, йапонийәдә йүз бәргән нәнмадол деңиз борида икки адәм қаза қилған, нәччә он адәм йариланғаниди.

йапонийә метеорологийә идариси алдинқи күни байанат елан қилип, тәхминән 9 милйон кишини тарқақлишишқа чақирғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر