әрдоған нийу йоркта түрк тәшкилатлириниң вәкиллири билән көрүшти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған америкада паалийәт қиливатқан иҗтимаий тәшкилатларниң вәкиллири билән көрүшти.

1881478
әрдоған нийу йоркта түрк тәшкилатлириниң вәкиллири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған б д т 77-нөвәтлик омумий кеңишигә қатнишиш үчүн нийу йоркқа йетип берипла бир қатар паалийәтлирини башливәтти.

у америкада паалийәт қиливатқан иҗтимаий тәшкилатларниң вәкиллири билән түрк өйидә көрүшти вә арқидин ливийә пирезидентлиқ кеңишиниң башлиқи муһәммәд мәнфини қобул қилди. бу көрүшүш ахбаратқа йепиқ шәкилдә өткүзүлди.

у рокфеллер сарийида (Rockefeller Plaza) берилгән түрк американ дөләт йетәкчилик комитетиниң тамақ зийапитидә сөз қилди. у мундақ деди:

«биз инақлиқ вә бир гәвдилишишни, пуқраларниң өз мәдәнийити вә қиммәт қаришини қоғдаш вә бир гәвдилишиш арқилиқ өзлири йашаватқан җәмийәтләрниң турмушиға актип қатнишиш дәп чүшинимиз.»

у йәнә мундақ деди:

«америкалиқ достлиримизниң п к к-й п г вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатлириға қарши күришимиздә, иттипақлиқ роһиға йаришидиған шәкилдә һәмкарлишип һәрикәт қилишини үмид қилимиз. фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати каттибеши вә әзалириниң түркийә әдлийәсигә тапшуруп берилиши үчүн американиң мунасивәтлик органлири билән алақимизни изчил давамлаштуруватимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر