түркийәниң сүрийә чеграсида бир әскәр шеһит болди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г террорчилириниң түркийәниң шанлиурфа вилайитиниң сүрийә чеграсиға җайлашқан әсәнтәпә чегра мудапиә понкитиға қилған минамийут һуҗумида бир әскәр шеһит болди, бир әскәр йариланди.

1881338
түркийәниң сүрийә чеграсида бир әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: шанлиурфа валийлиқ мәһкимиси иҗтимаий таратқу суписидики адресида байанат елан қилип: «суручтики чегра мудапиә понкитимизға қилинған хаинларчә һуҗум нәтиҗисидә бир қәһриман әскиримиз шеһит болди, бир әскиримиз йариланди» деди.

йариланған әскәрниң райондин тарқақлаштурулуп дохтурханида балинистқа елинғанлиқи билдүрүлди.

чегра районидики түркийә армийәси зәмбирәкчи қисимлири террорчиларниң һуҗум қозғиған җайлирини һәр хил типтики қоралларни ишлитип оққа тутти.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи, топқа тутулған җайда дәсләпки ениқлашларға асасланғанда 12 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر