түркийә террорчиларға зәрбә беришни давамлаштурмақта

түркийә хәвпсизлик күчлири һаккари вә әлазиғда террорчиларға зәрбә бәрди...

1881243
түркийә террорчиларға зәрбә беришни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: һаккариниң йүксәкова наһийәсидә икки террорчи бир тәрәп қилинди, бир террорчи қолға чүшүрүлди.

түркийә җумһурийити ички ишлар министири сүләйман сойлу иҗтимаий таратқу суписидики адресида учур һәмбәһриләп, алаһидә һәрикәт сақчилириниң йүксәковада қоршалға алған үч террорчиниң иккисини уҗуқтуруп, бирини тирик қолға чүшүргәнликини уқтурди.

министир сойлу буниңдин бурунқи бир байанатида, әлазиғ вилайәтлик жандарма қоманлиқиниң қайил қилиш хизмәтлири сайисида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / к җ к ниң түркийә ичидики тағлиқ районларда һәр хил паалийәтләр билән шуғулланған икки әзасиниң қораллири билән бирликтә жандарма хадимлириға тәслим болғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر