әрдоған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғини һәққидә учур елан қилди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң 22 – нөвәтлик дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғини һәққидә видеолуқ учур елан қилди.

1881097
әрдоған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғини һәққидә учур елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «өзбекистанда чақирилған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң 22 – нөвәтлик дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғинида достлиримиз билән бир йәргә җәм болғанлиқимиздин интайин хурсәнмиз. шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати билән болған һәмкарлиқимизни ортақ тиришчанлиқлиримиз арқилиқ йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзәләйдиғанлиқимизға чин дилимиздин ишинимиз.»

әрдоғанниң учурида, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғинида елип барған икки тәрәплик учришишлириға алақидар видеому орун алди.

йәнә бир тәрәптин, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң 22 – нөвәтлик дөләт вә һөкүмәт башлиқлири йиғиниға қатнишиш үчүн йетип барған өзбекистанниң сәмәрқәнт шәһиридики пирограммилирини тамамлап, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 77 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғиниға қатнишиш вә түрлүк учришишларда болуш үчүн америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиригәйүрүп кәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر