йавропа аләм қатниши идариси түркийәниң аләм қатниши тәтқиқатидин мәмнун

йавропа аләм қатниши идарисиниң келимат вә сиҗиллиқ мәсули андирийа вена түркийәниң аләм қатниши тәтқиқатидин интайин мәмнунлуқини билдүрди.

1880034
йавропа аләм қатниши идариси түркийәниң аләм қатниши тәтқиқатидин мәмнун

түркийә авази радийоси хәвири: бурсада өткүзүлгән хәлқара аләм қатниши қурултийи (ISC 2022) ға қатнишиш үчүн түркийәгә кәлгән андирийа вена, түркийә аләм қатниши оргиниға болған көз қаришини ипадиләп, аләм қатниши органлириниң қурулушиниң һәмишә хуш хәвәр болғанлиқини тилға алди.

андирийа вена, «биз түркийәниң бу хизмитидин интайин хушалланмақтимиз вә хизмәтлирини қоллап қуввәтләймиз. түркийә аләм қатниши идарисиниң йавропа аләм қатниши идариси билән бирликтә қилиши мумкин болған хизмәтлирини төт көз билән күтимиз. биз һәр даим  бу хил һәмкарлиққа очуқмиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر