әрдоған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн өзбекистанға бариду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғиниға иштирак қилиш үчүн әтә өзбекистанға бариду.

1879780
әрдоған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн өзбекистанға бариду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийайевниң тәклипигә бинаән йиғинға қатнишип, бир қатар дөләтләрниң рәһбәрлири билән айрим учришишларни өткүзиду.

җумһур рәис әрдоған өзбекистанниң сәмәрқәнт шәһиридики көчәт тикиш паалийитигә қатнишиду, шәһәрниң «әбәдий шәһәр» дәпму атилидиған йеңи бәрпа қилинған районлирини зийарәт қилиду вә бир қисим рәһбәрләр билән бирликтә кәчлик зийапәткә иштирак қилиду.

әрдоған өзбекистан зийаритиниң иккинчи күни башлиқлар йиғининиң ечилишиға қатнишип, аилә сүритигә чүшиду вә йиғинниң иккинчи бөлүмидә сөз қилиду.

рәсмий чүшлүк тамаққа қатнишидиған әрдоғанниң, башлиқлар йиғини даирисидә русийә пирезиденти виладимир путин вә хитай дөләт рәиси ши җинпиң қатарлиқ бир қатар әмәлдарлар билән айрим учришишларни өткүзүши пиланланмақта.

ашлиқ каридори мәсилисиниң әрдоған – путин учришишиниң асаслиқ қаралмиси болуши күтүлмәктә.

башлиқлар йиғиниға шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза русийә, хитай, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан, пакистан, һиндистан вә өзбекистанниң шундақла тәшкилатниң көзәткүчи әзалири, беларусийә, моңғулийә вә иран қатарлиқ дөләтләрниң пирезидентлири, һәмдә саһибхан дөләт өзбекистанниң пирезиденти шәвкәт мирзийайев тәклип қилған түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдов вә хәлқара тәшкилатларниң вәкиллири қатнишиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر