германийәдә террорлуқ тәшкилати қоллиғучилири түркийә пуқрасиға һуҗум қилди

германийәдә террорлуқ тәшкилати каттивеиши абдулла өҗаланни қоллаш намайиши өткүзгән бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к ниң қоллиғучилири бир түркийә пуқрасиға һуҗум қилди.

1878547
германийәдә террорлуқ тәшкилати қоллиғучилири түркийә пуқрасиға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ессен шәһиридики йүрүш җәрйанида, п к к қоллиғучилири қизил чирағда күтүп турған бир түркийә пуқрасиниң аптомобилиға калтәк вә ташлар билән һуҗум қилди.

һуҗум сәвәбидин аптомобил еғир зийанға учриди.

германийә сақчилири йүрүшкә қатнашқан бир қисим п к к қоллиғучилирини назарәткә алди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر