түркийә – әзәрбәйҗан бирләшмә һәрбий маневири ахирлашти

әзәрбәйҗанда түркийә – әзәрбәйҗан һава армийәлириниң бирләшмә һәрбий маневири ахирлашти.

1878272
түркийә – әзәрбәйҗан бирләшмә һәрбий маневири ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «<2022 – йиллиқ түркийә – әзәрбәйҗан бүркүти> намлиқ бирләшмә һәрбий маневирда, түркийә вә әзәрбәйҗан учқучилири, дүшмәнниң һава вә қуруқлуқтики нишанлирини йоқитиш, төвән вә оттура егизликтә учуш вә җәң һәрикәтлири қатарлиқ вәзипиләрни орундиди. шундақла, тапшурулған вәзипиләрни кәспий җәһәттин мувәппәқийәтлик  тамамлиди. шуниң билән,  бирләшмә һәрбий маневир мувәппәқийәтлик ахирлашти.»

түркийә – әзәрбәйҗан һава армийәлириниң бирләшмә һәрбий маневири, 5 – сентәбир күни әзәрбәйҗанда башланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر