әрдоған: путинниң ейтқанлири тоғра

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған ашлиқ йөткәш мәсилисидә русийә пирезиденти виладимир путинниң ейтқанлириниң тоғра икәнликини ейтти.

1877564
әрдоған: путинниң ейтқанлири тоғра

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, дөләт ишлири зийаритидә болуватқан киродийәниң пирезиденти заағребта, киродийә пирезиденти зоран миланович билән айрим вә һәйәтләр ара учришишларни елип барғандин кейин, бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у бу йәрдә қилған сөзидә, учришишларда икки тәрәп мунасивәтлири һәққидә кәң даирилик музакирә елип барғанлиқлирини, һәмдә райондики өзгиришләр вә 24 – феврал күни башланған русийә – украина уруши һәққидә өзара пикир алмаштурғанлиқлирини қәйт қилди.

украина портлиридин ашлиқ йөткәш мәсилиси тоғрилиқму тохталған әрдоған, һазирчә русийә тәрипидин ашлиқ йөткәш хизмитиниң башланмиғанлиқини, лекин түркийәниң русийәдинму ашлиқ йөткишини башлишини күтүватқанлиқини әскәртти, һәмдә русийә пирезиденти виладимир путинниң ашлиқ йөткәш мәсилисидә һәқлиқ тәрипиниң барлиқини тәкитләп мундақ деди: «толиму әпсуски, тошулуватқан ашлиқлар намрат дөләтләргә әмәс, әксичә бай дөләтләргә кетиватиду. ашлиқ йөткәштики мәқсәт немә? намрат дөләтләргә давамлиқ ашлиқ тошуштур, буни үзлүксиз давамлаштуруштур. нөвәттә, бир тәрәптин, русийәгә ембарголар давамлишиватқан бир пәйттә, бу ембарголарға қаримай бу ембарголарни йүргүзүватқан дөләтләргә ашлиқ тошулуши, пирезидент путинниму биарам қилмақта.»

бу мәсилиниң һәл қилиниши үчүн өзбекистанниң сәмәрқәнт шәһиридә 15 – 16 – сентәбир күнлири чақирилидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғинида, путин билән бу һәқтә музакирә елип баридиғанлиқлирини ейтқан җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «шуни үмид қилимизки, русийә тәрипидинму ашлиқ йөткәш хизмитини башлитайли вә һәқиқий намрат дөләтләргиму бу ашлиқларни йәткүзәйли.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر