әрдоған киродийә пирезиденти тәрипидин қарши елинди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған балқан зийаритиниң ахирқи бекити киродийәниң пайтәхти зағребта киродийә пирезиденти зоран миланович тәрипидин рәсмий мурасим арқилиқ қарши елинди.

1877510
әрдоған киродийә пирезиденти тәрипидин қарши елинди
Erdogan-Zoran Milanovic.jpg
Erdogan-Zoran Milanovic1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған билән миланович, кейинчә айрим вә һәйәтләр ара учришишларни елип барди.

учришишлардин кейин, икки рәһбәр бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

кейинчә сисақта исламиий мәдәнийәт мәркизиниң ечилишини ишқа кириштүридиған җумһур рәис әрдоған, киродийә баш министири андреҗ пленковични қобул қилиду.

әрдоған, түркийә – киродийә сода – иқтисад мунбири йиғини вә киродийә пирезиденти миланович тәрипидин шәрипигә берилидиған рәсмий кәчлик тамақ зийапитигә қатнишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر