гиретсийәниң қанунсиз қилмишлириға қарши түркийәдин дипломатик һәрикәт ...

түркийә гиретсийәниң қанунсиз қилмишлириға қарши дипломатик һәрикәт башлиди.

1876724
гиретсийәниң қанунсиз қилмишлириға қарши түркийәдин дипломатик һәрикәт ...

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң имзаси билән йавропа иттипақиниң 25 пайтәхтигә, йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррелға, б д т бихәтәрлик кеңишиниң даимий әзалириға шундақла шималий атлантик әһди тәшкилати-нато баш катипи җенс столтенберг вә б д т  баш катипи антонийо гутерресқа түркийәниң әгә мәсилилирини һәл қилиштики мәйдани вә көз қариши чүшәндүрулгән мәктуплар йолланди.

дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән мәлуматларға асасланғанда, 1 - сентәбирдә (2022) йолланған мәктупларда гиретсийәниң қанунсиз һәрикәтлири вә чекидин ашқан тәләплири тәрәпкә һәмминиң диққити тартилған.

мәктупта, әгә деңизида бир-биригә четишлиқ вә өзара зич мунасивәтлик мәсилиләрниң барлиқи, территорийәлик деңиз тәвәлики вә дөләт һава тәвәлики, чоң қуруқлуқ тәкшилики вә территорийәлик деңиз тәвәликиниң чәклик һалға кәлтүрүлүши, шәрқий әгә деңизи араллириниң ғәйрий һәрбий салаһийитигә хилаплиқ қилиниши, үнүмлүк хәлқаралиқ шәртнамиләр билән игилик һоқуқи гретсийәгә берилмигән араллар, кичик араллар вә қийалар мәсилиси һәмдә «SAR », «FIR» вә «NAVTEX» қатарлиқ мулазимәт саһәлири мәсилиси барлиқи тәкитләнди.

мәктупта, гиретсийәниң әгә деңизидики территорийәлик деңиз тәвәлики кәңликиниң 6 деңиз мили икәнликигә қаримастин, 10 деңиз мили һава тәвәликигә игә икәнликини дәва қиливатқанлиқи тәкитлинип, гиретсийәниң дунйада башқа һечқандақ дөләт тәрипидин етирап қилинмиған вә уйғун көрүлмәйдиған территорийәлик деңиз тәвәлики вә һава бошлуқи чеграсиға игә бирдинбир дөләт икәнлики тәкитләнди.

йәнә бир тәрәптин,  мәктупта, түркийәниң әгә деңизи мәсилилирини икки дөләтниң асаслиқ һәқ - һоқуқи вә қанунлуқ мәнпәәтини өзара етирап қилиш арқилиқ хәлқара қанун даирисидә һәл қилалайдиғанлиқиға ишинидиғанлиқи оттуриға қойулди.

мәктупта, түркийәниң дийалог вә һәмкарлиқни қоллаш мәйданиға қаримастин, гиретсийәниң дийалогдин өзини қачуруп келиватқанлиқи, җиддийчиликни ашуруп, йавропа иттипақини әгә мәсилилириниң бир парчисиға айландурувалғанлиқи алаһидә әскәртилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر