түркийә сомалида йүз бәргән терорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди

түркийә сомалиниң һиран районида йүз бәргән терорлуқ һуҗумини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрди.

1875423
түркийә сомалида йүз бәргән терорлуқ һуҗумини қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи сомалида йүз бәргән терорлуқ һуҗуми тоғрисида йазма байанат елан қилди.

байанатта, терорлуқ һуҗумини әң күчлүк әйиблигәнлики тәкитлинип,  һуҗумда һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт, йариланғанларға балдуррақ шипалиқ тиләйдиғанлиқи шундақла йеқин - йоруқлириға вә сомали хәлқигә тәзийә билдүридиғанлиқи қәйт қилинди.

җүмә күни кәчтә сомалиниң һиран районида терорлуқ тәшкилати әшшабаб тәрипидин елип берилған һуҗумда 20 киши қаза қилған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر