әзәрбәйҗан билән түркийә бирләшмә һәрбий маневир өткүзиду

әзәрбәйҗан һава армийәси билән түркийә һава армийәси бирләшмә һәрбий маневир өткүзиду.

1875332
әзәрбәйҗан билән түркийә бирләшмә һәрбий маневир өткүзиду

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, түркийә һава армийәси мәнсуплири билән түркийә уруш айропиланлири, «түркийә – әзәрбәйҗан бүркүти - 2022» намлиқ бирләшмә һәрбий маневириға қатнишиш үчүн әзәрбәйҗанға кәткән.

байанатта тәкитлинишичә, 5 – сентәбир күни башлинидиған бирләшмә һәрбий маневир давамида, икки дөләтниң һава армийәлири ара ортақ паалийәтләрни пиланлаш, өзара тәсир көрситиш вә мас қәдәмдә җәң қилиш иқтидарини өстүрүш һәққидә издиниш, издәш-қутқузуш һәрикәтлирини иҗра қилиш вә башқа башқа вәзипиләр елип берилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر