сүрийәдә террорчиларға зәрбә берилди

түркийә армийәси, сүрийәниң шималидики фират қалқини вә зәйтун шехи һәрбий һәрикити районлириға паракәндичилик селиш мәқситидә оқ чиқарған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г әзаси сәккиз террорчини бир тәрәп қилди.

1872243
сүрийәдә террорчиларға зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип: «террорчиларниң паракәндичилик селиш мәқсәтлик һуҗумлири җазасиз қалмайду. сүрийәниң шималидики фират қалқини вә зәйтун шехи һәрбий һәрикити районлириға оқ чиқарған п к к / й п г әзаси сәккиз террорчи армийәмиз тәрипидин бир тәрәп қилинди. террорчиларни өзлири колиған хәндәкләргә көмүшни давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر