әрдоған: сүрийә билән йуқири дәриҗилик қәдәмләр бесилиши керәк

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған сүрийә билән йуқири дәриҗилик қәдәмләрниң бесилиши керәкликини тәкитләп: «дипломатийәни һечқачан чәкләшкә болмайду» деди.

1870080
әрдоған: сүрийә билән йуқири дәриҗилик қәдәмләр бесилиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири:җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн (18-авғуст) украинадики бир күнлүк зийаритини ахирлаштуруп түркийәгә қайтиш сәпиридә, мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у түркийәниң шималий сүрийәдики террорлуққа қарши күришини русийә билән бирликтә елип бериватқанлиқини билдүрүп: «террорлуққа қарши күрәшниң бир қисмини руслар билән бирликтә қиливатимиз, йәнә бир қисмини өзимизниң қораллиқ қисимлиримиз вә хәвпсизлик күчлиримиз билән қиливатимиз» деди.

у сүрийәдә террорлуқни биринчи дәриҗидә беқиватқан дөләтниң америка икәнликини, униңдин қалса бирләшмә қисим икәнликини әскәртип: «буни рәһимсизләрчә қиливатиду вә һазирму давамлаштуруватиду» деди.

у мундақ деди:

«биз бикардин бикар <бир кечә уштумтут бастуруп баримиз> демәймиз. вақти йетип кәлгәндә дегинимизни әмәлгә ашуримиз. әмма, шуниму дәп қойушум керәк, һечким түркийәдин һәрикәт башлашқа тәййарму сән дәп соримисун. бизниң тәййарлиқимиз толуқ, тәййар болғандин башқа, немә қилиш керәк болса шуни қилғудәк күчимиз бар.»

у американиң ирақтиму террористларни қоллаватқанлиқини билдүрүп: «әгәр пүткүл ирақта хатирҗәмсизлик бар дейилсә, наһайити әпсуски униң кәйнидин америка чиқиду. бу террорлуқ тәшкилатлириниң каттибашлирини ақсарайда күтүвелиштәк һәрикәтләр билән мәсилини техиму йоғинатти. биз буларниң һәммисини билимиз» деди.

у түркийәниң сүрийәниң земинида көзи йоқлуқини тәкитләп: «бизниң әсәдни йиңиш дәрдимиз йоқ. түркийәниң сүрийәниң земинида көзи йоқ, чүнки сүрийә хәлқи бизниң қериндишимиз. у йәрләрдә бизниң бундақ дәрдимиз йоқ. уларниң земинлириниң бир пүтүнлүки биз үчүн муһим әһмийәткә игә. бәшшар әсәд һакимийити буларни чүшиниши керәк» деди.

у дөләтләр оттурисида һечқачан сийасий дийалог йаки дипломатийәни үзүветишкә болмайдиғанлиқини билдүрүп: «һәр даим бу хил дийалоглар болиду вә болуши керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر