түркийә алҗирийәгә тәзийә билдүрди

түркийә алҗирийәдики от апәтлиридә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә байанати елан қилди.

1869680
түркийә алҗирийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, әнқәрәниң, алҗирийәниң көплигән вилайәтлиридә давамлишиватқан орман от апәтлиридә көп санда кишиниң җенидин айрилғанлиқидин толиму әпсусланған һалда хәвәр тапқанлиқи әскәртилип мундақ дейилди: «от апәтлиридә һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, дост вә қериндаш дөләт алҗирийә хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз. алҗирийәгә һәр җәһәттин йардәм беришкә тәййар икәнликимизни тәкитләймиз.»

алҗирийәниң әттариф вә сәтиф шәһәрлиридә давамлишиватқан орман от апәтлиридә 31 киши һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر