шанлиурфада бир әскәр шеһит болди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң шанлиурфа  вилайитиниң бирәҗик наһийәсигә җайлашқан чичәкалан чегра сақчиханисиға һуҗум қилиши нәтиҗисидә бир әскәр шеһит болди, 4 әскәр йариланди.

1868486
шанлиурфада бир әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: һуҗумда йариланған 4 әскәр, қутқузуш аптомобиллири билән дохтурханиға орунлаштурулди.

вәқәдин кейин, түркийә қисимлири террорчиларға қақшатқуч зәрбә бәрди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи, бу даиридә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 13 террорчи бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر