ағрида террорчиларға әҗәллик зәбә берилди

«әрән қамал қилиш – 10» һәрбий һәрикити даирисидә ағри вилайити дийадин наһийәсиниң тәндүрәк теғи йезисида иккиси «йешил рәңлик тутуш буйруқи чиқирилған тизимлики» дин орун алған 3 террорчи бир тәрәп қилинди.

1867415
ағрида террорчиларға әҗәллик зәбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министири сулайман сойлу, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, ккиси «йешил рәңлик тутуш буйруқи чиқирилған тизимлики» дин орун алған 3 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтуруп, террорчиларни «тәслим болуш» қа чақирди.

йәнә бир тәрәптин, ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 3 террорчи бир тәрәп қилинди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, түркийә армийәсиниң террорчиларға қарши күриши кәскин давамлашмақта икән. бу даиридә, ирақниң шималида мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқан «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 3 террорчи бир тәрәп қилинған.

министирлиқ, «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби террорчиларниң таҗавузчилиқ тәшәббуси нәтиҗисидә, бир әскәрниң шеһит болғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر