сойлу: түркийә зулумға учриғучиларни әсла йалғуз ташлап қоймиди

ички ишлар министири сулайман сойлу түркийәниң сүрийә һакимийити вә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г/п й д ниң зулум – ситәмлири астида налә – пәрйад қилған инсанларни әсла йалғуз ташлап қоймиғанлиқини вә қоймайдиғанлиқини ейтти.

1867366
сойлу: түркийә зулумға учриғучиларни әсла йалғуз ташлап қоймиди

түркийә авази радийоси хәвири: сойлу, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, өзи һеч ейтмиған бир сөзниң сүрийәниң шималида аммиви таратқу һесаблири арқилиқ тарқитилишқа урунулуватқанлиқини, бу иғвагәрчиликниң пәрдә арқисида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң барлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу суйиқәстлик иғвагәрчиликниң пәрдә арқисида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п й д/п к к, с д г, сүрийә һакимийити вә иғвагәрләр бар.»

түркийәниң, сүрийә һакимийити вә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п й д/п к к ниң зулум – ситәмлири астида налә – пәрйад қилған инсанларни әсла йалғуз ташлап қоймиғанлиқини вә қоймайдиғанлиқини ейтқан сойлу, мундақ дәп көрсәтти: «түркийә өзиниң инсанпәрвәрлик пәзилитини, достлуқини вә қошнисини һәрдаим җан тикип қоғдайду.»

сүрийә миллий армийәси тәрипидин елан қилинған йазма байанаттиму, сүрийәниң шималида иғвагәрчиликләрниң оттуриға чиққанлиқи, һәддидин ашқучилардин чоқум һесаб елинидиғанлиқи билдүрүлди.

сүрийә миллий армийәси 2 – корпус һәмзә алаһидә қисминиң баш қомандани сейф әбубәкир, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, сүрийә вақитлиқ һөкүмитидә, йәрлик мәҗлисләрдә, сүрийә миллий армийәси қараргаһлирида вә терроризмдин тазиланған барлиқ кочиларда  шанлиқ түркийә байриқини давамлиқ көридиғанлиқлирини ейтти.

сүрийә вақитлиқ һөкүмити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанаттиму, мундақ дейилди: «бәзи күчләр, дүшмәнләрниң мәнпәәтлирини көздә тутуп, сүрийә вә түркийә хәлқлири оттурисидики қериндашлиқ вә қандашлиқ мунасивәтлирини бузушни нишан қилмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر