чавушоғлу: түркийә – шиветсийә – финландийә миханизм йиғини чақирилиду

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу 26-авғуст күни түркийә - шиветсийә - финландийә миханизм йиғини чақирилидиғанлиқини ейтти.

1866960
чавушоғлу: түркийә – шиветсийә – финландийә миханизм йиғини чақирилиду

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, түнүгүн пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән 13-нөвәтлик баш әлчиләр конферансиниң ахирқи күни йепилиш сөзи қилди.

шиветсийә  билән финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әзалиқи мусаписи тоғрулуқ бу дөләтләр билән үч тәрәплик келишим лайиһәси имзаланғанлиқини әскәрткән чавушоғлу, тәрәпләрниң мәзкур һөҗҗәт вә байанатлирида бәргән вәдисини техи орундимиғанлиқини, һәмдә уларниң бу йөнилиштә қәдәм ташлиғанлиқини көрмигәнликлирини байан қилди.

чавушоғлу, гәрчә шиветсийә  билән финландийә байанатларни елан қилған, мунасивәтлик даириләр йахши нийәтлик икәнликлирини оттуриға қойған болсиму, әмма түркийәниң бу икки дөләттин иҗабий қәдәм ташлишини күтүватқанлиқини һәрдаим оттуриға қойуп келиватқанлиқини қәйт қилди.

мәзкур келишим лайиһәсигә асасән ташлинидиған иҗабий қәдәмләрни көзитиш үчүн шиветсийә билән финландийәниң тәклипигә бинаән бир миханизм орнитилғанлиқини ейтқан министир чавушоғлу, мундақ дәп көрсәтти: «ийул ейидиму бир йәргә җәм болуш тәклипини оттуриға қойдуқ, чүнки биз қандақ қәдәмләрниң ташланғанлиқини, қандақ қәдәмләрниң ташланмиғанлиқини, немишқа ташланмиғанлиқини көрүшни халаймиз, әмма биз үчүн вақит бесими йоқ. әлвәттә терроризмға қарши  күрәштә (вақит бесими) бар, лекин шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болушни халайдиғанлар әнә шулардур. уларму авғуст ейида бир йәргә җәм болуш тәклипини сунди, худайим буйриса, бу механизимниң тунҗи йиғини 26-авғуст күни өткүзүлиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر