ақар өзбекистан дөләт мудапиә министири билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) дөләт мудапиә министири хулуси ақар өзбекистан дөләт мудапиә министири генерал баһадир қурбанов билән телефонда көрүшти.

1866758
ақар өзбекистан дөләт мудапиә министири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта билдүрүлүшичә, икки министирниң телефон сөһбитидә, икки тәрәп мунасивәтлири, районлуқ бихәтәрлик мәсилилири вә дөләт мудапиәси санаити саһәсидә һәмкарлиқ орнитиш тоғрулуқ өзара пикир алмаштурулған.

телефон сөһбитидә йәнә, икки қериндаш дөләт оттурисида һәрбий тәлим - тәрбийә һәмкарлиқи паалийәтлириниң йәниму қойуқ һаләттә давамлаштурулушиниң зөрүрлүки тәкитләнгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر