чавушоғлу: «түркийә» маркисини күчәйтиш үчүн тиришчанлиқ көрситишни давамлаштуримиз

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу 13 – нөвәтлик баш әлчиләр йиғинидики сөзидә, өзлириниң «түркийә» маркисини күчәйтишни давамлаштуруватқанлиқлирини ейтти.

1866504
чавушоғлу: «түркийә» маркисини күчәйтиш үчүн тиришчанлиқ көрситишни давамлаштуримиз

түркийә авази радийоси хәвири: министир чавушоғлу түркийәниң алақә җәһәттә интайин һалқилиқ бир пәйттә туруватқанлиқини тилға елип, қаймуқтуруш вә учур булғинишиниң һайатлиқ реаллиқи икәнликини, буларниң асасий еқимдики мәтбуатларниму илкигә еливалғанлиқини вә түркийәниң пат - патла сәлбий тәшвиқатларниң һуҗумиға учраватқанлиқини оттуриға қойди.

у, түркийәниң террорлуққа қарши туруштин тартип таки 1915-йил вәқәлиригичә, қарабағ урушидин русийә-украина урушиғичә болған нурғун мәсилиләрдә төһмәтләрниң нишаниға айланғанлиқини тилға елип: «бу мәнидин ейтқанда, алақә бәлким дипломатийәниң әң муһим тәрипи болуши мумкин. шуңлашқа, учур - алақә башқармимиз йолға қойған истратегийәлик рамка ичидә, министирлиқимиз вә башқа алақидар тәрәпләр оттуриға қойған алақә хизмәтлири интайин муһим» деди.

мәвлүт чавушоғлу, өзлириниң җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси, һәмдә түркийә радийо-телевизийә идариси (TRT) вә анадолу агентлиқи (AA) билән қойуқ һәмкарлиқ орнитиватқанлиқлирини билдүрди.

«түркийә» маркисини күчәйтиш үчүн ортақ тиришчанлиқ көрситиливатқанлиқини тәкитлигән ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу сөзини давамлаштуруп: «җумһур рәисимизниң рәһбәрликидә дөлитимизниң намини чәт әл тиллирида «түркийә» дәп аташ тәшәббуси муһим бир қәдәм болди. биз бу мәсилидә чәт әлләрдики барлиқ вакаләтханилиримиз билән бирликтә давамлиқ тиришчанлиқ көрситимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر