ақар: һәрикәтлиримиз таҗавузчилиқ әмәс, биз террорчиларға қарши күрәш қиливатимиз

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар пайтәхт әнқәрәдә давамлишиватқан 13 – нөвәтлик ба әлчиләр йиғининиң иккинчи күнидә терроризмға қарши күрәш тоғрисида байанат бәрди.

1865589
ақар: һәрикәтлиримиз таҗавузчилиқ әмәс, биз террорчиларға қарши күрәш қиливатимиз

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар пайтәхт әнқәрәдә давамлишиватқан 13 – нөвәтлик ба әлчиләр йиғининиң иккинчи күнидә байанат берип: «террорлуқ районлиридики һәрикәтлиримизниң һечқайсиси таҗавузчилиқ һәрикити әмәс. биз террорчиларға қарши күрәш қиливатимиз. бизниң бирдинбир нишанимиз терорчилар болуп, уларға қарши күришимизни давамлаштуримиз» деди.

министир ақар, ирақниң шималидики <пәнчә-клит> һәрбий һәрикити җәрйанида бир тәрәп қилинған террорчилар саниниң 311 икәнликини тилға елип: «бизниң хәлқимизни терорлуқниң апәтлиридин қутулдуруш ирадимиз қәтий. бизниң һәрикәтлиримиз таҗавузчилиқ һәрикити әмәс, биз террорчиларға қарши күрәш қиливатимиз. қәйәрдә террорчилар болса, бизниң (зәрбә бериш) нишанимиз шу йәр. <пәнчә-клит> һәрбий һәрикити җәрйанида бир тәрәп қилинған террорчи сани 311. буниңдин кейинму бәдилиниң қандақ болушидин қәтийнәзәр, террор каридориниң ечилишиға йол қоймаймиз. террорчилар туруватқан һәр қандақ йәр бизниң зәрбә бериш нишанимиздур. сөһбәтдашлиримизниң бәргән вәдисини әмәлгә ашурушини күтүватимиз. биз һакимийәтниң вә террорчиларниң бесими астида бигунаһ сүрийәликләрниң бихәтәр һалда йуртиға қайтип кетишини нуқтисидин һәрикитимизниң қанчилик муһимлиқини көрүп йәттуқ» дегәнләрни қәйт қилди.

у, түркийәниң дипломатик тиришчанлиқи сайисида һәл болған ашлиқ киризисидин кейин украина портлиридин айрилдиған парахотлар һәққидә тохтилип: «уруш бар, әмма бу инсанпәрвәрлик мәсилиси һәл қилиниши керәк. бирләшмә контрол қилиш хизмәтлири наһайити оңушлуқ илгириләватиду. һазирға қәдәр мина мәсилиси чиқмиди. биз ашлиқ мәсилисидә һасил болған мусапиниң тинчлиқ үчүн үлгә болушини үмид қилимиз» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر