әрдоған бурғилаш парахотини мәшғулат саһәсигә узитип қойуш мурасимда сөз қилди

җумһур рәис әрдоған ақдеңиздики бурғилаш паалийәтлири тоғрисида тохтилип: «ақдеңизда елип бериватқан чарлаш вә бурғилаш паалийәтлиримиз өзимизниң игилик һоқуқ тәвәликимиздә. биз буниң үчүн һечкимниң рухсити вә иҗазитигә моһтаҗ әмәс» деди.

1865705
әрдоған бурғилаш парахотини мәшғулат саһәсигә узитип қойуш мурасимда сөз қилди
erdogan.jpg
erdogan.jpg
erdogan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған мәрсин ташуҗу портидин абдулһәмидхан бурғилаш парахотини тунҗи вәзипә өтәш орниға узитиш мурасимиға қатнашти.

җумһур рәис әрдоған мурасимда қилған сөзидә: «бизниң абдулһәмидхан бурғилаш парахотимиз түркийәниң енергийә саһәсидики йеңи тәсәввуриниң символи. әмди бизму 4 бурғилаш парахотимиз вә 2 йәр тәврәш тәтқиқат парахотимиз билән бу районда мәвҗутмиз» деди.

өзлириниң келәр йили қара деңиз тәбиий газини пүтүн мәмликәтниң мулазимитигә сунушни пиланлаватқанлиқлириға ишарәт қилған әрдоған: «қара деңиз газиниң биринчи басқучиға керәклик болған 10 қудуқтики мәшғулатни тамамлап, у йәрдин чиқидиған тәбиий газни 2023-йили хәлқимизниң хизмитигә сунушни пиланлаватимиз» деди.

у йәнә, ақдеңизда елип берилидиған бурғилаш паалийәтлири тоғрисида тохтилип: «бизниң ақдеңизда елип бериватқан чарлаш вә бурғилаш паалийәтлиримиз өзимизниң игилик һоқуқ тәвәликимиздә. биз буниң үчүн һечкимниң рухсити вә иҗазитигә моһтаҗ әмәс. абдулһәмид хан намлиқ парахотимизни ғази пашаға 55 киломитир келидиған йөрүкләр-1 қудуқиға йолға салимиз. йөрүкләр-1 қудуқи шәрқий ақдеңиздики кәң даирилик паалийәт пиланимизниң тунҗи қәдимидур» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر