түркийә җәраблуста бомба һуҗуминиң алдини алди

түркийә җамаәт хәвпсизлики идариси истихабарат тармақлири зәрбә бериш һәрикити елип берип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәниң җарабулус районида садир қилишни пиланлиған бомба һуҗуминиң алдини алди.

1864600
түркийә җәраблуста бомба һуҗуминиң алдини алди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министири сүләйман сойлу иҗтимаий алақә торидики адресида учур һәмбәһриләп: «п к к / п й д ниң фират қалқини һәрикити районидики җәраблуста садир қилишни пиланлиған бомба һуҗуми җамаәт хәвпсизлики разведка әтрәтлиримизниң из қоғлап тәкшүрүши вә елип барған зәрбә бериш һәрикити сайисида тосуп қелинди. 10 килогирам партлашқа тәййар бомба қолға чүшүрүлди. җамаәт хәвпсизлик баш идариси истихбарати, килис вә ғазиантәп истихбарат әтрәтлиримизни тәбрикләймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر