әрдоған билән путин һәмкарлиқни йәниму күчәйтишни қарарлаштурди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти виладимир путин сүрийәдә барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәштә һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш вә мас қәдәмдә һәрикәт қилишни қарарлаштурди.

1864415
әрдоған билән путин һәмкарлиқни йәниму күчәйтишни қарарлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: икки рәһбәрниң сочи шәһиридики учришиши 4 саәт давамлашти.

учришиштин кейин, ортақа байаннамә елан қилинди.

көплигән саһәләрдә һәмкарлиқ орнитиш тоғрулуқ музакирә елип берилғанлиқи әскәртилгән байаннамидә, мундақ дейилди: «түркийә – русийә оттурисидики сәмимий, очуқ - йоруқ вә ишәнчни асас қилған мунасивәтләр, районлуқ вә хәлқаралиқ муқимлиқ орнитиш җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә.»

«рәһбәрләр, сүрийәдә барлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәштә һәмкарлиқни йәниму күчәйтиш вә мас қәдәмдә һәрикәт қилишни қарарлаштурди.»

«икки рәһбәр, украинадин ашлиқ вә йемәклик мәһсулатлириниң  тошулуши тоғрисида истанбул келишиминиң һасил қилинишида икки дөләт оттурисидики иҗабий мунасивәтләрниң муһим рол ойниғанлиқини тәкитлиди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر