чавушоғлу камбоджада

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу 4 – нөвәтлик (шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи) ASEAN - түркийә дийалог һәмкарлиқи үч тәрәплик ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишиш үчүн камбоджаға йетип барди.

1862866
чавушоғлу камбоджада

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, өзбекистанда чақирилған түркийә – өзбекистан – әзәрбәйҗан  үч тәрәплик ташқи ишлар, сода вә қатнаш министирлири йиғиниға қатнашқандин кейин, 4 – нөвәтлик шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи - түркийә дийалог һәмкарлиқи үч тәрәплик ташқи ишлар министирлири йиғиниға қатнишиш үчүн камбоджаға өтти.

чавушоғлу, шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақиниң нөвәтчи рәиси, камбоджа муавин баш министири, қошумчә ташқи ишлар вә хәлқара һәмкарлиқ ишлири министири прак сокхон вә шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи баш катипи лим җок хой билән көрүшиду.

үч тәрәплик учришишта, түркийә – шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи мунасивәтлириниң һазирқи әһвалиниң көздин кәчүрүлүши вә кәлгүсигә қарита иҗабий һәмкарлиқ тәклиплири һәққидә музакирә елип берилиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر