мардинда 3 террорчи бир тәрәп қилинди

мардин вилайитиниң нусайбин наһийәсидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к мәнсуби 3 террорчи бир тәрәп қилинди.

1860408
мардинда 3 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири:түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, дөләт хәвпсизлик күчлириниң, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң паалийәтлирини ениқлаш чиқиш вә алдини елиш мәқситидә давамлаштуруватқан зәрбә бериш һәрикәтлири даирисидә, түнүгүн мардин вилайитиниң нусайбин наһийәси йезилирида учқучисиз һава аппарати арқилиқ 3 террорчиниң сүрити тартилғанған. бу террорчиларниң җайлири алди билән учқучисиз һава аппаратлириниң васитиси арқилиқ бәлгә қилинған, андин бу 3 террорчи, « F-16» типлиқ уруш айропиланлири вә қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири арқилиқ бир тәрәп қилинған.

байанатта тәкитлинишичә, районда йошурунувалған башқа террорчиларниму бир тәрәп қилиш мәқситидә башланған кәң даирилик зәрбә бериш һәрикәтлири изчил давамлашмақта икән.

бу арилиқта, ички ишлар министири сулайман сойлу, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «терротерийәлиримиздә террорчиларни халимаймиз, и террорчилар! тәслим болуңлар.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر