әрдоған қибрис тинчлиқ һәрикитиниң 48-йиллиқини тәбриклиди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: «наһайити ениқки, түркийәниң күнсери тәрәққий қиливатқан роли шималий қибрис түрк җумһурийитиниң истиқбали үчүн әң чоң капаләт болушни давамлаштуриду» деди.

1857234
әрдоған қибрис тинчлиқ һәрикитиниң 48-йиллиқини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири:җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қибрис тинчлиқ һәрикитиниң 48-йиллиқи мунасивити билән, шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсн татарға тәбрик телеграммиси әвәтти.

у тәбрик телеграммисира мундақ деди: «аралниң игилик һоқуқлуқ баравәр вә ортақ хоҗайини болған қибрис түрк хәлқиниң һәқ-һоқуқи, мәвҗутлуқи вә игилик һоқуқини қәстлигән һәрикәтләрни тарихқа әбәдийликкә көмгән һәмдә қибрис түрк хәлқини тинчлиққа, әркинликкә ериштүргән қибрис тинчлиқ һәрикитимизниң 48-йиллиқи мунасивити билән, хәлқим вә шәхсий намимдин сизни шундақла қибрис түрк хәлқини чин көңлүмдин тәбрикләймән.

тарихий мусапә җәрйанида баштин-ахир тинчлиқ вә мәсилини һәл қилиш ирадисини испатлап кәлгән қибрис түрк хәлқи, түрлүк қануний вә инсанийәткә хилап чәклимиләргә учришиға қаримай, һәр сорунда бирлик вә иттипақлиқ еңи һәмдә қәтий ирадиси билән һәр хил хирисларни йеңиш күчи вә ирадисиниң барлиқини көрсәтти.

бу мунасивәт билән, бүйүк түрк хәлқи вә шәхсий намимдин қибрис түрк хәлқиниң тинчлиқ һәмдә әркинлик күнини чин қәлбимдин тәбрикләймән. бу муқәддәс күрәштә, җенини пида қилған әзиз шеһитлиримизни рәһмәт вә миннәт؛ қәһриман ғазилиримизни чоңқур һөрмәт билән әсләймән. қибрис түрк хәлқиниң байашадлиқи, есәнлики вә хушаллиқиниң әбәдий болуши үчүн әң йахши тиләклиримни йәткүзимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر