әрдоған иранда рәсмий зийарәттә болиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған иран пирезиденти ибраһим рәийсиниң тәклипигә бинаән иранға бариду.

1856022
әрдоған иранда рәсмий зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур – алақә идарисиниң байанатида, рәсмий зийарәт даирисидә,  19 - ийул пайтәхт теһранда җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә иран ислам җумһурийити пирезиденти ибраһим рәийсиниң рийасәтчиликидә түркийә-иран йуқири дәриҗилик һәмкарлиқ кеңишиниң 7 - нөвәтлик йиғини чақирилидиғанлиқи билдүрүлди.

кеңәш йиғинида, түркийә-иран мунасивәтлири һәр қайси җәһәттин көздин көчүрүлүп, өзара һәмкарлиқни йахшилаш үчүн ташлинидиған қәдәмләр музакирә қилиниду.

учришишларда район характерлиқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә пикир алмаштурулиду.

җумһур рәис әрдоған шу күни русийә федератсийәси пирезиденти виладимир путинниңму қатнишиши билән иран пирезиденти саһибханлиқ қилидиған «астана форматидики йәттинчи нөвәтлик башлиқлар йиғини» ға иштирак қилиду.

башлиқлар йиғинида сүрийәниң нөвәттики вәзийити, сүрийәдики п к к/ й п г вә даеш қатарлиқ районниң бихәтәрликигә тәһдит селиватқан терорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәш, сийасий һәл қилиш тиришчанлиқи, инсанпәрвәрлик вәзийити вә сүрийәликләрниң өз дөләтлиригә өз ихтийарлиқи билән қайтиши қатарлиқ темилар музакирә қилиниду.

җумһур рәис әрдоған йәнә, башлиқлар йиғини мунасивити билән русийәлик мәнсәпдиши билән айрим учришиш өткүзиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر