бүгүн 15-ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ байрими

башқичә ейтқанда, фәтуллаһчи терорлуқ тәшкилатиниң хаинларчә сийасий өзгириш қозғаш урунишиниң 6  - хатирә йили...

1855394
бүгүн 15-ийул демократийә вә миллий иттипақлиқ байрими

 

түркийә авази радийоси хәвири:  фәтуллаһчи терорлуқ тәшкилатиниң сийасий өзгириш қозғашқа урунуш кечиси, тарихта мисли аз көрүлидиған бир қаршилиқ һәрикитиниң үлгиси йаритилған иди.  түркийә хәлқи дөлитиниң мустәқиллиқи вә кәлгүсигә йәнә бир қетим игә чиққан иди.

шу кечиси шәһәрләрниң һалқилиқ йол, көврүк вә доқмушлири билән дөләт органлириниң ишғал қилинишиға шундақла түркийә бүйүк милләт  мәҗлиси қатарлиқ миллий игилик һоқуқиға семволлуқ қилидиған биналарниң  F-16 типлиқ айропиланлар билән бомбардиман қилинишиға қарши җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бир телевизийә қанилидин «мән миллитимизни мәйданларға тәклип қилимән» дегән чақириқини елан қилип сийасий өзгириш урунишиниң йөнилишини өзгәртивәткән иди

бу чақириқ билән түркийә хәлқи кочиларға сәлдәк еқип, сийасий өзгириш қилғучиларға қарши күрәш қилған иди. бирақ бу шанлиқ қаршилиқ һәрикитидә 251 пуқрайимиз шеһит болди.

календарлар 16-ийул сәһәрниң дәсләпки саәтлирини көрсәткәндә, кочиларда пуқраларниң, газармиларда болса, вәтәнпәрвәр әскәрләрниң  сийасий өзгириш қозғимақчи болғанларға қарши елип барған күриши ғәлибә қилған вә қозғилаң бастурулған иди.

мана бүгүн , бу шәрәплик қаршилиқ һәрикитиниң 6 – йиллиқини йәнә бир қетим тәбриклимәктимиз.  шеһитлиримизму һәр хил паалийәтләр билән хатириләнмәктә, уларға болған садақәт вә миннәтдарлиқ туйғулири қайтидин ипадиләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر