ирақниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

ирақниң шималидики қәндил районида ғарға киришкә урунған 2 террорчи, қораллиқ учқучисиз һава аппаратиниң васитиси арқилиқ бир тәрәп қилинди.

1854379
ирақниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири арқилиқ һәр даим контрол астида тутулуватқан чегра линийәсидики паалийәтләр даирисидә, ирақниң шималидики қәндил районида ғарға қарап һәрикәт қиливатқан 2 террорчи ениқлап чиқилған.

қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири тәрипидин из қоғлап тәқиб қилинған террорчилар, ғарға кирмәкчи болғанда бир тәрәп қилинған.

ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районидиму бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 3 террорчи бир тәрәп қилинди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «терроризмға қарши күрәш изчил вә кәскин давамлашмақта. ирақниң шималида мувәппәқийәтлик давамлишиватқан ‹пәнҗә – қулуп› һәрбий һәрикити районида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 3 террорчи бир тәрәп қилинди. қәһриман қисимлиримиз, террорчиларниң увилирини йәр билән йәксан қиливетишни қәтий ирадә билән кәскин давамлаштуриду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر