сомали пирезиденти түркийәдә рәсмий зийарәттә болиду
сомали пирезиденти һәсән шәйх мәһмуд җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән 3 – ийулдин 5 ийулғичә түркийәдә рәсмий зийарәттә болиду.
1851146

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур – алақә идарисиниң байанатиға асасланғанда, 2012-йилдин 2017-йилғичә болған арилиқта сомалиниң пирезидентлиқ вәзиписини өтигән мәһмуд бу йил майда қайтидин сайланғандин кейин тунҗи қетим түркийәдә рәсмий зийарәттә болидикән.
зийарәт җәрйанида елип берилидиған учришишларда, икки тәрәплик мунасивәтләр һәр җәһәттин көздин кәчүрүлүп, һәмкарлиқни йәниму тәрәққий қилдуруш үчүн ташлинидиған қәдәмләр музакирә қилиниду.
учришишита йәнә, нөвәттики район характерлиқ вә хәлқаралиқ тәрәққийатлар һәққидә пикир алмаштурулиши мөлчәрләнмәктә.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

түркийә дөләтлик истихбарат тәшкилати ирақниң шималида 6 террорчини уҗуқтурди
ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 6 террорчи уҗуқтурулди.