қалин нато баш иштабида финландийә вә шиветсийә әмәлдарлири билән көрүшти

ибраһим қалин, белгийәниң пайтәхти бирйусселдики шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш оргинида финландийә билән шиветсийәниң мунасивәтлик әмәлдалири билән  мәзкур икки дөләтниң натоға әза болуш илтимаси тоғрисида сөзләшти.

1849317
қалин нато баш иштабида финландийә вә шиветсийә әмәлдарлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, белгийәниң пайтәхти бирйусселдики шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш оргинида финландийә билән шиветсийәниң мунасивәтлик әмәлдалири билән  мәзкур икки дөләтниң натоға әза болуш илтимаси тоғрисида сөзләшти.

нато байанат елан қилип, нато баш катипи йенс столтенберг ишханиси алаһидә мудири стйан йенсен рийасәтчилик қилған йиғинға, ибраһим қалин, финландийә пирезидентиниң ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити дериктори петри хаккарайнен вә шивитсийә баш министирлиқиниң ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити кеңишигә мәсул дөләт ишлири катипи оскар стенстром қатарлиқларниң қатнашқанлиқини билдүрди.

байанатта көрситилишичә, столтенбергниң тәклипигә бинаән өткүзүлгән йиғинда, финландийә вә шивитсийәниң әзалиқ илтимасида илгириләш һасил қилиш үчүн, түркийәниң бихәтәрлик әндишиси мәркизий тема қилинған.

буниңдин бурунму бу һәқтә сөһбәтләрниң өткүзүлгәнликигә ишарәт қилинған байанатта, бүгүн нато башлиқлар йиғини башлинидиған испанийәниң пайтәхти мадридта музакириләрниң давамлишидиғанлиқи, столтенбергниң йиғин башлиништин илгири җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, шиветсийә баш министири магдалена андерсон вә финландийә пирезиденти саули ниинистөни көтүвалидиғанлиқиға даир учурларға орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر