чавушоғлу: түркийә билән иранниң террорлуққа қарши күрәштә һәмкарлишиши интайин муһим

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийә билән иранниң террорлуққа қарши күрәш мәсилсидики һәмкарлиқиниң муһим икәнликини вә бу мәсилидә һәр икки дөләтниң бирликтә давамлиқ тиришчанлиқ көрситиши керәкликини ейтти.

1849012
чавушоғлу: түркийә билән иранниң террорлуққа қарши күрәштә һәмкарлишиши интайин муһим
abdullahiyan-erdogan.jpg
abdullahiyan-cavusoglu.jpg
mevlut cavusoglu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түнүгүн (2022-йили 27-ийун) иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийан билән ташқи ишлар министирлиқида өткүзүлгән учришиштин кейин, бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

у ташқи ишлар министири абдуллаһийан билән түркийә вә иран оттурисидики икки тәрәп мунасивәтлирини барлиқ тәрәплири билән музакирә қилғанлиқлирини билдүрүп, охшимиған саһәләрдә бирликтә һәрикәт қилиш вә һәмкарлиқни қандақ тәрәққий қилдуруш мумкинчиликини сөһбәтләшкәнликлирини қәйт қилди.

у икки дөләт арисидики сода омумий соммисини техиму ашуруш؛ буниң үчүн қолдики механизмлардин йахши пайдилиниш керәкликини әскәртип: «бу мәқсәт билән, 29-қетимлиқ арилашма иқтисадий комитет йиғинини қисқа вақит ичидә ечишни тәклип қилимиз» деди.

у иранға йүргүзүлүватқан ембарголар үстидә тохтилип: «биз һәр қачан иранға йүргүзүлүватқан бир тәрәплимилик ембарголарға қарши чиқтуқ, биз бу ембарголарни тоғра дәп қаримаймиз. йадро келишимини қайтидин актип һалға кәлтүрүш үчүн барлиқ тәрәпләрниң зөрүр қәдәмләрни ташлишини үмид қилимиз. келишим һасил қилнған тәқдирдә, районимизға вә икки тәрәпниң иқтисадий мунасивәтлиригә иҗабий тәсир көрситиду, шундақла содимизни үмид қилинған сәвийәгә чиқиришқа көп һәссә қошиду» деди.

у террорлуққа қарши күрәштә, түркийә билән иран оттурисидики һәмкарлиқ үстидә тохтилип: «икки қошна дөләт болуш сүпитимиз билән, террорлуққа қарши күрәштә өзара һәмкарлишишимиз интайин муһим. биз бүгүн бихәтәрлик һәмкарлиқиға охшаш мәсилиләрниму көздин кәчүрдуқ, конкрет тәләплиримизни өзара ортақлаштуқ. буниңда давамлиқ тиришчанлиқ көрситишимиз керәк. чүнки террорлуқ һәммимизниң ортақ дүшмини» деди.

у йәнә, түркийә-иран мунасивәтлиридин башқа, украина уруши, ирақ вә афғанистанниң нөвәттики вәзийити, сүрийә вә йәмәнни өз ичигә алған район мәсилилириниңму музакирә қилинғанлиқини қәйт қилди.

учришиштин кейин, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған иран ташқи ишлар министири һүсәйин әмир абдуллаһийанни һузурида қобул қилди.

җумһур рәислик мәһкимисидики учришиш ахбаратқа йепиқ шәкилдә өткүзүлди. мәвлүт чавушоғлу учришишта биргә болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر