байкар украинаға үч данә учқучисиз һава аппарати ианә қилди

байкар ширкити украинаға үч данә «байрактар т б 2» қораллиқ учқучисиз һава аппаратини һәқсиз ианә қилди.

1848960
байкар украинаға үч данә учқучисиз һава аппарати ианә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: байкар ширкити украинаға үч данә «байрактар т б 2» қораллиқ учқучисиз һава аппарати ианә қилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байкарниң твиттер бетидә елан қилинған байанатта: «украина хәлқиниң өз вәтинини қоғдаш үчүн <байрактар т б 2> қораллиқ учқучисиз һава аппарати сетивелиш мәқситидә <хәлқниң байрактари> нами билән башлиған ианә қилиш сәпәрвәрлик һәрикитиниң наһайити қисқа вақит ичидә ғәлбә билән ахирлашқанлиқидин хәвәр таптуқ» дейилди.

җәмийәттә тонулған кишиләр, журналистлар, сәнәтчиләр, путболчилар, сода-санаәтчиләр, адәттики кишиләр, һәтта балиларниң мәзкур сәпәрвәрлик һәрикитиниң ғәлбилик болуши үчүн аз-көп демәстин ианәгә қатнишип дөлитини қоғдашқа һәссә қошқанлиқи әскәртилгән байанатта йәнә, мундақ дейилди:

«вәтәнпәрвәр украина хәлқиниң көзлигән нишаниға йетиш арзуси вә һәмкарлиқ роһи бизни чоңқур тәсирләндүрди. <байкар> намида топланған ианиләр билән сетивелинмақчи болған үч данә <байрактар т б 2> қораллиқ учқучисиз һава аппаратини һечқандақ һәқ алмастин украинаға ианә қилимиз. бу мәқсәт үчүн йиғилған барлиқ ианиләрниң, украинаниң шәрәплик хәлқиниң мәнпәәти үчүн ишлитилишини сораймиз. байкар болуш сүпитимиз билән мәсилиниң адиллиқ билән һәл қилинишини арзу қилидиғанлиқимизни вә узун муддәтлик тинчлиқ үчүн дуа қилидиғанлиқимизни һөрмәт билән билдүримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر