алтун: шиветсийә алди билән бизни қайил қилиши керәк

җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун шиветсийәниң «террорчиларниң панаһ җайлиридин шиветсийәгә аит қорал – йарағларниң чиқмайдиғанлиқи» тоғрулуқ түркийәни қайил қилиши лазимлиқини ейтти.

1846945
алтун: шиветсийә алди билән бизни қайил қилиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әзалиқ мәсилисидә «террорчиларниң панаһ җайлиридин шиветсийәгә аит қорал – йарағларниң чиқмайдиғанлиқи» тоғрулуқ түркийәни қайил қилиши лазимлиқини ейтти.

алтун, шиветсийәниң әң нопузлуқ гезитлиридин «‹ Svenska Dagbladet› гезити» ниң, шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әзалиқ үчүн илтимас сунушиға мунасивәтлик соаллириға җаваб бәрди.

 шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әзалиқ үчүн сунған илтимасиниң, икки түрлүк һәқиқәтни намайән қилип бәргәнликини қәйт қилған алтун, алди билән бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң шиветсийәдә қанчилик дәриҗидә күчлүк икәнликиниң көрүлгәнликини, бу тәшкилат әзалириниң парламентниң арифметикаси сәвәбидин шиветсийә  һөкүмитигә тәһдит салғанлиқини вә бу тәшкилатқа пайда йәткүзүш үчүн барлиқ вақтини сәрп қилғанлиқлириниң бу арқилиқ оттуриға чиққанлиқини қәйт қилди.

түркийәниң әнәниви шәкилдә шималий атлантик әһди тәшкилатиниң «очуқ ишик» сийаситини қоллап келиватқанлиқини әскәрткән алтун, биравни хушал қилиш үчүн терроризм мәсилисидә һечкимгә йол қоймайдиғанлиқлирини қәйт қилди.

шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш үчүн мәлум өлчәмләргә риайә қилиши керәкликини ейтқан алтун, болупму шималий атлантик әһди тәшкилатиниң терроризмға қарши  күрәш мәсилисигә интайин җиддий қарайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «униң үстигә, шиветсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға киришигә йешил чирағ йеқиш, бирәр һуҗум йүз бәргәндә 5-мадда даирисидә шиветсийә хәлқини қоғдашқа вәдә бериш, дегән уқумни билдүриду. әгәр биз шиветсийә үчүн бундақ мәсулийәтни үстимизгә алмақчи болсақ, дөлитимиздә йиғилған пуллар арқилиқ түркийә пуқралириға һуҗум қилинмайдиғанлиқи, сүрийә йаки ирақтики террорчиларниң панаһ җайлиридин шиветсийәгә аит қорал – йарағларниң чиқмайдиғанлиқи тоғрулуқ шиветсийә бизни қайил қилиши лазим.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر