ирақниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә армийәсиниң ирақниң шималида давамлаштуруватқан «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 5 террорчи бир тәрәп қилинди.

1846121
ирақниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «терроризм вә террорчиларға қрши күришимиз қәтий ирадә вә мислисиз ишәнч билән кәскин давамлашмақта. қәһриман қисимлиримиз, ирақниң шималида мувәппәқийәтлик һалда давамлишиватқан ‹пәнҗә – қулуп› һәрбий һәрикити районида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 5 террорчини бир тәрәп қилди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر