т р т балқан мунбири қурулди

түркийә радийо-телевизийә идариси-т р т ниң йеңи рәқәмлик хәвәр суписи ( диҗитал) т р т балқан, район хәлқи вә районға мунасивәтлик мәсилиләргә дунйави сәвийәдә орун аҗритиш мәқситидә, хәвәр- пирограмма тарқитишни башлиди.

1844187
т р т балқан мунбири қурулди
trt balkan 4.jpg
trt balkan 3.jpg
trt balkan 1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт әнқәрәдә т р т ниң йеңи рәқәмлик хәвәр суписи (диҗитал)- т р т балқанни тонуштуруш йиғини өткүзүлди.

т р т балқанни тонуштуруш йиғинида, түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп, җумһур рәислик учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун вә т р т баш мудири мәһмәт заһид собаҗи сөз қилди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп балқан районидики йәттә дөләткә бәш тилда учур йәткүзидиған т р т балқанниң хәвәр-пирограмма тарқитишиниң хәйрилик болушини тилиди.

у түркийә вә балқан райониниң ортақ мирасини, таратқу вә маарип билән келәчәккә йәткүзүшниң өз ғайә вә нишанлири ичидики әң алдинқиси икәнликини тәкитләп: «балқан районидики түрк вә мусулман қериндашлиримиз билән, маарип органлиримиз вә т р т балқан сайисида барлиқ алақилиримизни техиму мустәһкәмләймиз» деди.

җумһур рәислик учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун т р т балқанға узун муддәтлик вә мувәппәқийәтлик ахбарат тарқитиш һайати тиләп: «мән шуниңға ишинимәнки, т р т балқанму җумһур рәисимизниң рәһбәрликидә дөлитимизниң хәлқаралиқ сәһниләрдә қиливатқан адаләт күришини, балқан районида зиммисигә алидиған амиллардин бири болиду. йәнә шуниңға ишинимәнки, т р т балқан-балқан райониниң хәлқаралиқ сәһниләрдики күчлүк авази болиду» деди.

у т р т балқанниң райондики риаллиқларни сиртқи күчләрниң еғизи билән әмәс, бәлки район актийорлириниң еғизи вә көзидин пүткүл дунйаға йәткүзидиғанлиқини әскәртти.

т р т баш мудири мәһмәт заһид собаҗи дунйадики нурғунлиған җайларда охшимиған тилларда әмәлгә ашурған мунбәрләр аилисигә, т р т балқанниң қошулғанлиқидин хушаллиқ һес қилғанлиқлирини билдүрди.

у сөзини мундақ давамлаштурди:

«балқанларда ахбарат риқабити бир қәдәр мурәккәп. униң үстигә бу йәр, тәтүр тәшвиқат паалийәтлири ениқ һес қилинидиған вә фәтһуллаһчи қанлиқ террорлуқ тәшкилатиға охшаш қурулмилар тәсир даириси һасил қилмақчи болуватқан бир йәр. асаслиқ ахбарат васитилири бир тәрәплимә хәвәр-пирограммиларни ишләпчиқиридиған, район хәлқини хата учурлар билән өз тәсир даирисидә тутуп турушқа урунуватқан бир районда, көп тиллиқ рәқәмлик хәвәр суписи қуруш арқилиқ бу тәртипкә қарши туримиз.»

йеңи рәқәмлик хәвәр суписит р тбалқан, район хәлқи вә районға мунасивәтлик мәсилиләргә дунйави сәвийәдә орун аҗритиш мәқситидә хәвәр пирограммиси тарқитишни башлиған болуп, пирограммилар македончә, албанчә, бошнақчә, киродийәчә вә сербчә тиллирида тарқитилиду. балқан райондики 30 милйондин артуқ хәлққә хитаб қилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر