түркийә сайаһәт районлирида бихәтәрлик тәдбирлирини қаттиқ күчәйтмәктә

түркийә терроризмға қарши күрәшкә даир һәмкарлиқ миханизмилири даирисидә сайаһәт районлирида бихәтәрлик тәдбирлирини қаттиқ күчәйтмәктә.

1843013
түркийә сайаһәт районлирида бихәтәрлик тәдбирлирини қаттиқ күчәйтмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси танҗу билгич, йеқинқи күнләрдә бәзи дөләтләрниң түркийәдики пуқралириға қарита сайаһәт агаһландурушлириға мунасивәтлик соалға бәргән йазма җавабида, мундақ деди: «бу агаһландурушлар охшимиған хәлқаралиқ өзгиришләр вә муддиалар билән мунасивәтлик, дәп қаралмақта. әмәлийәттә, алақидар тармақлиримиз, терроризмға қарши  күрәшкә даир һәмкарлиқ миханизмлири даирисидә сайаһәт районлирида бихәтәрлик тәдбирлирини қаттиқ күчәйтмәктә.»

түркийәниң бихәтәр дөләт икәнликини вә терроризмға қарши  күрәшни әң үнүмлүк усулда, дөләт ичи вә чегра һалқиған һәрбий һәрикәтләр арқилиқ давамлаштуруватқанлиқини тәкитлигән билгич,  бу саһәдә қолға кәлтүрүлгән мувәппәқийәтлик нәтиҗиләрниң  һәммигә айан икәнликини әскәртип мундақ деди: «бу даиридә, елимиз терроризмға қарши  күришини тетрорлуқ тәшкилатлири арисида һечқандақ айримчилиқ қилмастин давамлаштуруш билән бир вақитта, хәлқара җәмийәтниң бихәтәрликигиму төһпә қошмақта.  дәрвәқә, бу мәсилә хәлқара җәмийәт тәрипидин билинмәктә вә йуқири баһа берилмәктә.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر