чавушоғлу қибриста тәшкилатларниң вәкиллири билән көрүшти

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу шималий қибрис түрк җумһурийитидә һәр қайси иҗтимаий тәшкилатларниң вәкиллири билән көрүшти.

1842117
чавушоғлу қибриста тәшкилатларниң вәкиллири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу гирнәдики ақ өйдә иҗтимаий тәшкилатларниң вәкиллири билән көрүшти.

йиғинға, түркийә муавин ташқи ишлар министири сәдат өнал вә түркийәниң ләфкошада турушлуқ баш әлчиси әли мурат башчәриму қатнашти. йиғин ахбаратқа йепиқ шәкилдә өткүзүлди.

мәвлүт чавушоғлу твиттерда бу һәқтә учур һәмбәһирләп: «қибристики түрк иҗтимаий тәшкилатлири билән бир йәргә җәм болдуқ. биз түнүгүн, бүгүн вә һәр даим бирликтә. бирликимизни бузушқа урунғанларға пурсәт бәрмәймиз» деди.

у лапта районидики пуқралар биләнму көрүшти вә: «қибрис түрк хәлқи бизниң җенимиз вә барлиқимиздур. бүгүнгичә шималий қибрис түрк җумһурийитини вә қибрис түрклирини йалғуз ташлап қоймидуқ, буниңдин кейинму йалғуз ташлап қоймаймиз» деди.

у қибриста түзүлгән йаман ғәрәзлик пиланларни бузушниң әһмийити үстидә тохтилип: «буниңдин кейин қибрис рум тәрипи билән сийасий баравәрликла әмәс, игилик һоқуқтиму баравәрлик болиду. мундақчә ейтқанда, икки дөләтлик һәл қилиш чариси. йанму йан бирликтә мәвҗут болидиған икки дөләт өз арисида һәр түрлүк һәмкарлиқларни орнитиши мумкин. бу нормал әһвал. һәммә дөләтни қибрис түрклириниң игилик һоқуқини етирап қилғузуш үчүн тиришиватимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر