түркийә - испанийә сийасий сөһбәт йиғини мадридта өткүзүлди

түркийә билән испанийә ташқи ишлар министирлиқлири дәриҗилик икки тәрәплик сийасий мәслиһәт йиғини өткүзди.

1836529
түркийә - испанийә сийасий сөһбәт йиғини мадридта өткүзүлди
Faruk Kaymakci-Pascual Navarro.jpg
Turkiye-ispanya.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: испанийәниң пайтәхти мадридта зийарәттә болуватқан (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири, қошумчә йавропа иттипақи мунасивәтлири директори фаруқ қаймақҗи, икки тәрәплик сийасий мәслиһәт йиғини даирисидә испанийә ташқи ишлар министирлиқи, йавропа иттипақи вә һәмкарлиқ министирлиқи қармиқидики йавропа иттипақи дөләт ишлири катипи паскал наварро билән көрүшти.

йепиқ йиғинда, 17 – нойабир (2021) пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән түркийә - испанийә һөкүмәтләр ара йуқири дәриҗиликләр йиғинида икки дөләт мунасивитини тәрәққий қилдурушни нишан қилип бекитилгән «универсал һәмкарлиқ» келишими һәр җәһәттин музакирә қилинди һәмдә түркийә - йавропа иттипақи мунасивити вә районлуқ мәсилиләр тоғрисидиму пикир алмаштурулди.

йиғинда, икки дөләтниң 6 - айниң 14 - күнидин 16 - күнигичә түркийәдә өткүзүлүши пиланлиниватқан сода мунбириниң әһмийити тәкитлинип, 2022 - йиллиқ сода соммиси нишани болған 20 милйард долларға йеқинлишилғанлиқи вә дәсләпки төт айда бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %16 лик ешишниң қолға кәлтүрүлгәнлики тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر