ақар әрәб бирләшмә хәлипилики әмири тәрипидин қобул қилинди
дөләт мудапиә министири һулуси ақар әрәб бирләшмә хәлипилики әмири, қошумчә әзу зәби әмири муһәммәд бин зайид әннәһйан тәрипидин қобул қилинди.

түркийә авази радийоси хәвири: ақар, дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн түнүгүн йетип барған пайтәхт әбу зәбидә, әрәб бирләшмә хәлипилики дөләт мудапиә министирлиқиға мәсул дөләт министири муһәммәд бин әһмәд әлбовәрди билән бир йәргә җәм болғандин кейин, әрәб бирләшмә хәлипилики әмири, қошумчә әзу зәби әмири муһәммәд бин зайид әннәһйан биләнму көрүшти.
икки тәрәп мунасивәтлири вә районлуқ мудапиә һәм бихәтәрлик мәсилилири музакирә қилинған учришишта, министир ақар, әрәб бирләшмә хәлипилики әмири муһәммәд бин зайид әннәһйанға, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң салимини йәткүздә, шәйх хәлипә бин зайид әннәһйанниң вапати мунасивити билән тәзийә тиләклирини сунди, дөләт башлиқлиқиға сайланғанлиқи үчүн, шәйх муһәммәд бин зайид әннәһйанни тәбрилиди.